исраилийә баш иштаб башлиқи ливанға һуҗум қилишниң сигналини бәрди

исраилийә армийәси баш иштаб башлиқи һерзи халеви «(исраилийә) әскәрлириниң ливанда вәйран қилалмайдиған район йоқлуқи»ни илгири сүрди.

2087314
исраилийә баш иштаб башлиқи ливанға һуҗум қилишниң сигналини бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси байанат елан қилип, һерзи халевиниң ғәззәдики исраилийә әскәрлири билән көрүшкәндә байанат берип, исраилийә армийәсиниң ғәззәдики қуруқлуқ һуҗумлирида мувәппәқийәт қазанғанлиқини илгири сүргәнликини вә у йәрдики әскәрләргә хитаб қилип: «ғәззәдә силәр кирип вәйран қилалмайдиған бир километир йәрму болмиғанға охшаш, ливандиму силәр кирип йоқиталмайдиған бир район йоқ. силәрни зөрүр болған җайларға орунлаштуримиз, силәрму у йәрдә қилишқа тегишлик ишларни қилсиләр» дегәнликини билдүрди.

исраилийә армийәси билән һизбуллаһ арисида 8 – өктәбирдин буйан давам қиливатқан тоқунушларда һазирғичә 28 ливан пуқраси, 159 һизбуллаһ әзаси, 5 исраилийә пуқраси вә 9 исраилийә әскири өлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر