еквадорда 60 күнлүк җиддий һаләт елан қилинди

еквадорда«фито»(Fito) ләқәмлик қара гуруһ каттибеши адолфо маҗийас салазар билән бир қанчә мәһбусниң гуайас шәһиридики түрмидин қечиши вә арқидин сақчи аптомобиллириниң бомба һуҗумиға учриши сәвәбидин 9-йанвар 60күнлүк җиддий һаләт елан қилинди.

2087299
еквадорда 60 күнлүк җиддий һаләт елан қилинди
ekvador.jpg
Ekvador Tv baskın
ekvador.jpg
ekvador askerler.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: еквадор пирезиденти данийел нобоа қара гуруһларға қарши елип берилған һәрикәтләр үстидә тохталғанда, «биз уруш қиливатимиз, бу террористларға тәслим болмаймиз» деди.

еквадор пирезиденти данийел нобоа  канела радийоси (Radio Canela) ниң зийаритини қобул қилип, қара гуруһлар билән қәтий йәң ичидә сода қилинмайдиғанлиқини вә бу гуруһларниң әмди қанунлуқ йоқитиш нишаниға айланғанлиқини билдрүди.

у қара гуруһниң 9-йанвар нәқ мәйдандин тарқитиш бериватқан бир телевизийә қанилиға қилған һуҗуми үстидә тохтилип: «шуни йахши билишлири керәкки, биз башқа һөкүмәтләрдин қаттиқ болимиз» деди.

у қара гуруһ гөрүгә еливалған хәвпсизлик хадимлирини қутқузуш үчүн барлиқ күчлири билән тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини билдүрди вә сотчи, тәптишләргә хитаб қилди.

у мундақ деди:

«қара гуруһ каттибашлири тоғрисида иҗабий қарар бәргән әһвалда уларму <террорист> қа охшаш муамилә көриду» деди.

еквадор армийәси иштаб башлиқи җаиме вела ахбарат елан қилиш йиғинида, 329 қара гуруһ әзасиниң тутулғанлиқини, бәш әзасиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди.

у қара гуруһқақарши елип берилған һәрикәтләрдә, икки сақчиниң җенидин айрилғанлиқини, бир сақчиниң еғир йариланғанлиқини әскәртип, исйан чиққан бәш түрмидә 139 түрмә хадиминиң гөрүдә икәнликини, 41 әскәрниң қутқузулғанлиқини қәйт қилди.

у «фито» ләқәмлик қара гуруһ каттибешини тутуш үчүн мәхсус әтрәт қурулғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر