хитай үч дөләт йиғиниға наразилиқ билдүрди

хитай, америка, йапонийә вә җәнубий корейәниң «үч тәрәп һинди-тинч окйан дийалоги» йиғинида елан қилған хитабнамәсидә зикир қилинған җәнубий деңиз билән тәйвәнгә мунасивәтлик ипадиләргә наразилиқ билдүрди.

2086110
хитай үч дөләт йиғиниға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси мавниң күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, үч дөләтниң һәмкарлиқ нами астида башқиларни чәткә қақидиған гуруппиларни тәшкилләп, хитайға қара чаплиғанлиқини, тиркишиш вә тоқунуш пәйда қилишқа урунғанлиқини илгири сүрди.

у районниң сиртидики дөләтләрниң җәнубий деңизда күч көрситип, тиркишиш пәйда қилишқа урунуватқанлиқини билдүрүп: «хитай райондики дөләтләр билән оттуридики охшимаслиқларни бивастә, дийалог вә кеңишиш йоли арқилиқ мувапиқ һалда башқуруш билән бир вақитта, деңиздики игилик һәқ-һоқуқини вә мәнпәәтини қоғдайду» деди.

у үч дөләтни райондики дөләтләрниң тинчлиқ вә муқимлиқ үчүн көрситиватқан тиришчанлиқлириға һөрмәт қилишқа, соғуқ уруш логикасидин ваз кечип, районда җиддийчилик пәйда қилиш вә қутуплар арисида тиркишиш вәзийити пәйда қилишни ахирлаштурушқа чақирди.

у мундақ деди:

«район асийа-тинч окйан һәмкарлиқиниң башламчиси, геополитикилиқ риқабәтниң шаһмат тахтиси әмәс.»

у тәйвән үстидиму тохтилип мундақ деди:

«тәйвән хитайниң айрилмас бир парчиси. тәйвән мәсилиси пүтүнләй хитайниң ички иши. чәт әлниң арилишишини қобул қилалмаймиз.»

америка, йапонийә вә җәнубий корейә 6-йанвар (2024) ечилған «үч тәрәп һинди-тинч окйан дийалоги» йиғинида, хитайниң җәнубий деңиздики «хәтәрлик вә мәсилини улғайтқучи» һәрикәтлиридин қайғуруватқанлиқлирини билдүргән иди.

үч дөләт йиғинда, тәйвән боғузида тинчлиқ вә муқимлиқниң хәлқара җәмийәтниң бихәтәрлики вә параванлиқи үчүн ваз кәчкили болмайдиған дәриҗидә муһимлиқини тәкитлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر