һәниййә: һуҗум башланғандин буйан сирттики ғәззәликләр қайтип кәлди, ичидикиләр чиқип кәтмиди

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә, исраилийәниң шунчә қирғинчилиқ вә қәтламлириға қаримай, ғәззәгә қаратқан һуҗумлири арқилиқ һечқандақ нишаниға йетәлмигәнликини ейтти.

2086419
һәниййә: һуҗум башланғандин буйан сирттики ғәззәликләр қайтип кәлди, ичидикиләр чиқип кәтмиди

түркийә авази радийоси хәвири: исмаил һәниййә қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән «дунйа мусулман өлималар бирләшмиси»ниң 6-қетимлиқ омумий йиғинида сөз қилди.

исраилийәниң ғәззәгә һуҗум қилип, һамасни йоқитип, әсирләрни қутқузуп, пәләстинликләргә көчүшкә мәҗбурлашни пиланлиғанлиқини билдүргән һәниййә: «исраилийә ғәззәдә садир қилған ирқий қирғинчилиқ вә қәтлиамларға қаримай, һечқандақ нишаниға йетәлмиди» деди.

һуҗумниң башланғиниға 100 күнгә йеқинлишип қалған болсиму, исраилийә истихбарати, ғәрбтики иттипақдашлири вә ғәззә асминида учуватқан учқучисиз һава аппаратлириниң һәтта бир әсирниму қутулдуралмиғанлиқини билдүргән һәниййә,  әсирләрни тирик қутулдурушниң исраилийә түрмилиридики барлиқ әсирләрниң қойуп берилишигә бағлиқ икәнликини әскәртти.

у исраилийәниң мәҗбурий көчүрүш пилани һәққидиму тохтилип: «бу нишанлар пәләстин хәлқиниң қаршилиқи вә земиниға болған садақити сайисида мәғлуп болди. уруш җәрйанида сиртта қалған ғәззәликләр ичигә кирди, әмма ғәззәдикиләр сиртқа чиқип кәтмиди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر