йавропа өзиниң армийәсини қуруш керәк

италийә муавин баш министири вә ташқи ишлар министири антонийо тайани (Antonio Tajani) йавропа иттипақиниң тинчлиқни қоғдап, тоқунушларниң алдини алалайдиған армийәгә игә болуши керәкликини билдүрди.

2085519
йавропа өзиниң армийәсини қуруш керәк

түркийә авази радийоси хәвири: италийә муавин баш министири вә ташқи ишлар министири антонийо тайани «ластампа» (La Stampa) гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, форза италийа партийәсиниң йавропада мудапиә саһәсидә техиму күчлүк һәмкарлиқларниң орнитилишиға алдин әһмийәт беридиғанлиқини қәйт қилди.

у оттура шәрқтин һинди-тинч окйанғичә болған районларда киризисларниң йүз бериватқанлиқини, америка, һиндистан, русийә вә хитайға охшаш күчлүк дөләтләр бар болған дунйада, йавропа иттипақиниң тоқунушларниң алдини елишта техиму муһим рол ойниши үчүн «армийәси» ниң болуши керәкликини тәкитлиди.

у мундақ деди:

«әгәр дунйада тинчлиқ күчи болушни халайдиған болсақ, йавропа армийәсигә еһтийаҗлиқмиз. бу күчлүк йавропа ташқи сийаситигә игә болушимизниң асаслиқ шәрти. бу йавропалиқларниң бихәтәрлики үчүн шәрт. йавропа иттипақи пуқралири пәқәт һазирниң өзидә мәвҗут болған шәйий билән, йәни йавропа иттипақи арқилиқла өзини қоғдийалиши мумкин.»

у йәнә, йавропа иттипақиниң рәһбәрлик системисини өзгәртип, һазирқи йавропа иттипақи кеңиши вә йавропа иттипақи комитетиниң орниға, йалғуз бир идарә қуруш керәкликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر