йерапетритис: түркийә билән сөһбәт өткүзүш интайин муһим

гиретсийә ташқи ишлар министири йоргос йерапетритис «скай телевизийәси»ниң гиретсийәниң түркийә вә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтлири тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

2085248
йерапетритис: түркийә билән сөһбәт өткүзүш интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә ташқи ишлар министири йоргос йерапетритис «скай телевизийәси»ниң гиретсийәниң түркийә вә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтлири тоғрисидики соаллириға җаваб берип, түркийә билән сөһбәтлишишниң интайин муһимлиқини оттуриға қойди.

гиретсийәниң F-35 пирограммисиға қатнишишни илтимас қилғанлиқини әскәрткән йерапетритис, америка дипломатийәси, сийасити вә мудапиә ишлириға мунасивәтлик қарарниң америкаға тәвә икәнликини тәкитләп: «бизниң изчил арзу қилғинимиз, бир мудапиә иттипақи, болупму нато рамкиси ичидә территорийә пүтүнлүки вә хәлқара қанунға һөрмәт қилиш. бир дөләткә берилгән һәр қандақ бир қорални иттипақдаш бир дөләткә қарши ишлитишкә болмайду» деди.

гиретсийәгә нсибәтән «лозан шәртнамиси»гә түзитиш киргүзүшниң мумкин әмәсликини оттуриға қойған  йерапетритис: «хәлқара қанун чеграни бәлгиләйдиған һәр қандақ келишимниң түзитилишигә йол қоймайду» деди.

у йеқинқи айларда түркийә билән гиретсийәниң дийалог орнитиш йолида зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини тәкитләп: «бизниң игилик һоқуқ баравәрлики шараитида сөһбәтлишип, көз қаришимизни ипадилийәлишимиз интайин муһим. һәр бир гиретсийә пуқраси тинч йашашниң нәқәдәр муһимлиқини билиду. бу интайин муһим» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң әзәлдин гиретсийәниң игилик һоқуқи мәсилисигә мунасивәтлик бир мәсилини оттуриға қоймиғанлиқини тәкитлигән йерапетритис, түркийәниң йәнә қанунсиз көчмәнләргә қарши туруш үчүн, муһим тәдбирләрни қолланғанлиқини қәйт қилди.

гиретсийәниң иқтисадий киризис мәзгилидики қораллиниш пирограммисиниң арқида қалғанлиқини оттуриға қойған йерапетритис, һөкүмәтниң киризистин кейин бу бошлуқни толуқлашқа тиришқанлиқини әскәртип: «биздә уруш йаки дүшмәнлишиш хаһиши йоқ, биз әзәлдин кәң қорсақ хәлқ, тинч йашашни халаймиз, әмма бихәтәрликимизгә капаләтлик қилишниму халаймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر