нийу йорк вақти гезити сүний әқил ширкәтлири үстидин сотқа әрз сунди

«нийу йорк вақти гезити» OpenAI вә микрософт үстидин сүний әқилниң ахбарат саһәсигә селиватқан тәһдитигә қарши мәнхатон федератсийә сот мәһкимисигә әрз сунди.

2081804
нийу йорк вақти гезити сүний әқил ширкәтлири үстидин сотқа әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: «нийу йорк вақти гезити» түнүгүн сот мәһкимисигә сунған бу әрзи арқилиқ мәзкур икки йумтал ширкитиниң гезитниң хәвәрлирини оқушиға хатимә беришни көзлимәктә.

гезит, бу ширкәтләрниң мухбирларниң милйардларчә доллар мәбләғ селиш нәтиҗисидә ройапқа чиққан әмгәк мевилирини оғрилиғанлиқини, буниңдин башқа OpenAI ширкити тәрәққий қилдурған ChatGPT сүний әқил моделиниң, истемалчилириға «нийу йорк вақти гезити» ниң хәвәрлирини әйнән тәқдим қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

бу әрз гезит билән мәзкур икки ширкәтниң апрел (2023) да башланған сөһбәтлириниң үнүмсиз ахирлишишидин кейин сунулди.

нурғун ахбарат – таратқу органлири материйаллирини рәқәмлик муһитқа йөткигән болсиму, сүний әқилниң тез тәрәққий қилиши нәшрийатчилиқни қалаймиқанлаштуруветиш йошурун күчигә игә.

абонтларниң ахбарат – таратқу органлириниң тор бекәтлиридики паалийәтлири «нийу йорк вақти гезити» қатарлиқ гезитләрниң елан кириминиң муһим бир қисмини тәшкил қилиип келиватқан болсиму, сүний әқил сөһбәт супилириниң абонтлирини охшаш мәзмунлар билән тәминлиши,оқурмәнләрни хәвәрниң әсли мәнбәсидин йирақлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر