йапонийәниң айға қонуш аптомобили һәққидә нәтиҗилик хәвәрләр кәлмәктә

йапонийә авийатсийә аләм қатниши идариси (JAXA) ниң  айға қонуш аптомобили «SLIM» ниң ай шари орбитасиға киргәнлики билдүрүлди.

2081210
йапонийәниң  айға қонуш аптомобили һәққидә нәтиҗилик хәвәрләр кәлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә авийатсийә аләм қатниши идарисиниң байанатида, айни тәтқиқ қилиш үчүн әқлий иқтидарлиқ қонуш аптомобили «SLIM» ниң аләм бошлуқи сәпиригә даир учурлар йеңиланди.

«ай мәргини» дәпму иисм берилгән «SLIM» ниң һәптә бешида ай орбитасиға мувәппәқийәтлик һалда киргәнлики билдүрүлди.

байанатта, «орбита өзгириши пиландикидәк әмәлгә ашти, тәкшүрүш әсвабида һечқандақ алаһидә әһвал көрүлмиди» дейилди.

қонуш аптомобилиниң айға қарап төвәнлишиниң 20 - йанварда башлинидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر