русийә 2024 – йили мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисиниң рәисликини өз үстигә алиду

русийә пирезиденти владимир путин мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдиси даирисидә йавро-асийа чоң қуруқлуқиниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллаш үчүн ортақ хизмәтни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

2081308
русийә 2024 – йили мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисиниң рәисликини өз үстигә алиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ сарийи-кремилниң байанатиға асасланғанда, мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисигә әза дөләт рәһбәрлири русийәниң сайнит петирсбург шәһиридә ғәйрий рәсмий учришиш өткүзгән.

путин бу йәрдики сөзидә, 2024-йили русийәниң мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисниң рәислик вәзиписини өтәйдиғанлиқини вә русийәниң паалийәтләргә мунасивәтлик тәхминән 150 маддидин тәркиб тапқан пилан тәййарлиғанлиқини уқтурди.

владимир путин: «йавро-асийа чоң қуруқлуқиниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллаш, террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш, тәшкиллик җинайәт, зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилики вә чирикликкә қарши күрәш хизмитимизни давамлаштуримиз» деди.

путин мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисгә әза дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқниң тәрәққий қилғанлиқини тәкитләп: «бултур дөләтлиримиз оттурисидики сода миқдари муқим һалда ашти. санлиқ мәлуматларға қариғанда, йеқинқи 10 ай ичидә алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда сода миқдари %2 йуқири өрләп 83 милйард 700 милйон долларға йәтти. содида дөләтләрниң йәрлик пулини ишлитишкә өтүши үчүн мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдисгә әза шериклиримиз билән хизмәтлиримизни давамлаштуримиз. буниң дөләтлиримизниң иқтисадий вә пул-муамилә мустәқиллиқини техиму күчәйтидиғанлиқиға ишинимиз» деди.

путин мәдәнийәт саһәсидиму тәрәққий қилған мунасивәтләр һәққидә тохтилип: «русийә рәисликини өз үстигә алидиған алдимиздики мәзгилдә, биз хәлқлиримиз оттурисидики риштиләрни сақлап қелиш вә күчәйтишни, мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдиси миқйасида омумлаштуруп, достлуқ вә йахши қошнидарчилиқ мунасивитини тәрәққий қилдурушни алдинқи қатардики вәзипимиз дәп қараймиз. бу даиридә имканқәдәр йеқиндин бирликтә хизмәт қилишта қәтий ирадигә игимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر