америкадики қораллиқ тоқунушта бир киши қаза қилип, үч киши йариланди

американиң колорадо иштатидики бир сода сарийида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта бир киши қаза қилип, үч киши йариланди.

2080380
америкадики қораллиқ тоқунушта бир киши қаза қилип, үч киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: колорадо сипрингс шәһиридики ситедал сода сарийида икки гуруппа оттурисида йүз бәргән тоқунушта оқ авазиниң аңланғанлиқи, андин сақчиларниң вәқәгә арилашқанлиқи билдүрүлди.

сақчиларниң нәқ мәйданда бир кишиниң етип өлтүргәнлики вә үч кишиниң йариланғанлиқини ениқлиғанлиқи билдүрүлди.

йариланған үч кишиниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини ейтқан сақчилар,  вәқәгә четишлиқи бар дәп қаралған бир қанчә кишиниң тутулғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر