иран русийәниң теһранда турушлуқ вакаләтчисиға наразилиқ нотаси тапшурди

иранниң контроллуқида туриватқан  вә  бирләшмә әрәб бирләшмә хәлипилики игилик һоқуқини дәва қиливатқан басра қолтуқидики үч аралға даир бирләшмә байанатқа қарши, русийәниң теһранда турушлуқ вакаләтчиси иран ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

2080120
иран русийәниң теһранда турушлуқ вакаләтчисиға наразилиқ нотаси тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, баш әлчи болмиған әһвал астида министирликкә чақиртилған русийәниң вакаләтчисигә наразилиқ нотаси тапшурулған.

байанатта, «басра қолтуқидики үч арал иранға тәвәдур вә  бу мәсилидә һәр қандақ тәрәпниң тәшәббуси қобул қилиинмайду» дейилди.

русийәниң дипломатийә хадими болса, иранниң наразилиқини қисқа вақит ичидә москваға йәткүзидиғанлиқини билдүрди.

маракәштә 20 - декабирда өткүзүлгән 6 - нөвәтлик русийә-әрәб мунбири йиғинидин кейин елан қилинған бирләшмә байанатта: «әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бүйүк тунб, кичик тунб вә әбу муса арили һәққидә иран билән болған чүшинишмәсликиниң хәлқара қанун даирисидә вә өзара музакирә арқилиқ һәл қилиниши  үчүн барлиқ тинчлиқпәрвәр тиришчанлиқларни қоллаш» тәкитләнгән иди.

иран ташқи ишлар министирлиқи 21 – декабирда елан қилған байанатта, иранниң «мәзкур үч аралдики игилик һоқуқи сөһбәткә очуқ әмәс» дейилгән иди.

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән русийәлик мәнсәпдиши сергей лавров бу мәсилә һәққидә түнүгүн телефонда сөһбәтләшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر