америка билән венезуела оттурисида мәһбус алмаштурулди

венезуела 10 америка пуқраси бәдилигә бир содигәр мәһбусни қайтуруп кәлди.

2079227
америка билән венезуела оттурисида мәһбус алмаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: америка билән венезуела пирезиденти николас мадуро һөкүмити оттурисида түзүлгән келишимгә бинаән, венезуелада тутуп турулуватқан 10 америкалиқ қойуп берилди.

ақсарай америкада сот ишлири давамлишиватқан бир малайшийалиқ содигәрниңму америкаға тапшуруп берилгәнликини елан қилди.

вашингтон һөкүмитиму мәһбус алмаштуруш келишимигә бинаән мадуроға йеқинлиқи билән тонулған бир содигәрни қойуп бәрди.

пирезидент мадуро каракаста алаһидә мурасим билән қарши елинған содигәр һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, бу келишимдин мәмнун болғанлиқини ейтти.

америка һөкүмити узундин буйан мадуро һөкүмитиниң қанунлуқ салаһийитини етирап қилмайдиғанлиқини билдүрүп келиватқан болуп, йеқинқи күнләрдә икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр йумшашқа башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر