блинкен американиң мустәқил пәләстин дөлити қурулушиға бәргән вәдисини қайта тәкитлиди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен фирансийә, германийә вә әнглийәлик мәнсәпдашлири билән елип барған телефон сөһбитидә, «мустәқил бир пәләстин дөлити  қуруш» үчүн бәргән вәдисини қайта тәкитлиди.

2079210
блинкен американиң мустәқил пәләстин дөлити қурулушиға бәргән вәдисини қайта тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, блинкен фирансийә ташқи ишлар министири катерин колонна, германийә ташқи ишлар министири анналина байербок вә әнглийә ташқи ишлар вәзири давид камерон билән телефонда көрүшкән.

блинкен сөһбәттә, ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмләрни балдуррақ йәткүзүшниң муһимлиқини, пуқраларниң өлтүрүлүш нисбитини әң төвән чәккә чүшүрүш вә райондики җиддийликниң техиму кәскинлишип кетишиниң алдини елишниң зөрүрликини тәкитлигән.

американиң мустәқил пәләстин дөлити қурулушиға бәргән вәдисини қайта тәкитлигән антони блинкен, қизил деңизда һусийларниң парахотларға қилған һуҗумини әйиблигән вә деңиз бихәтәрлики җәһәттә һәмкарлиқ орнитишни чақириқ қилған.  

сөһбәттә министирлар йәнә, украинаға йардәм бериш мәсилисиниму музакирә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر