америка қизил деңизда хәлқара һәрбий иттипақ қурғанлиқини елан қилди

америка һөкүмити һусийларниң қизил деңиздики хәлқаралиқ парахотларға қаратқан һуҗумлириға қарши көп дөләтлик хәлқаралиқ һәрбий иттипақ қурулғанлиқини елан қилди.

2078365
америка қизил деңизда хәлқара һәрбий иттипақ қурғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири лойд остин йазма байанат елан қилип, һусийларниң қизил деңиздики күнсери күчийиватқан һуҗумлириниң әркин сода паалийәтлиригә хәвп йәткүзүш вә бигунаһ матросларни хәтәргә иттириш арқилиқ хәлқара қанунға хилаплиқ қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

бу мәсилини һәл қилиш үчүн хәлқара миқйасида бир тәләпниң һасил болғанлиқини тилға алған остин: «шуңа, бүгүн мән <гүллиниш қоғдиғучилири иттипақи> қурғанлиқимизни җакарлаймән. бу бирләшмә деңиз армийәси билән 153-әтрәтниң қоманданлиқи астида қизил деңизниң бихәтәрликини қойдайған дөләт һалқиған бихәтәрлик иттипақидур» дегәнләрни қәйт қилди.

игилинишичә, бу иттипақта америка қошма иштатлири, әнглийә, бәһрәйн, канада, италийә, фирансийә, голландийә, норвегийә, сейшел вә испанийә қатарлиқ дөләтләрниң әскәрлири вәзипә өтәйдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر