америка әрдоған билән байдинниң телефон сөһбити һәққидә байанат елан қилди

ақ сарай түркийә җумһурийити  җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң телефон сөһбити һәққидә йазма байанат елан қилди.

2076918
америка әрдоған билән байдинниң телефон сөһбити һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақ сарай тәрипидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң телефон сөһбити һәққидә елан қилинған йазма байанатта, икки рәһбәрниң исраилийә һуҗумлирини давамлаштуруватқан ғәззә райониниң вәзийити, районға йәткүзүп бериливатқан инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини көпәйтиш вә ғәззә райондики пуқраларни қоғдашниң муһимлиқи мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқи, байдинниң исраилийәни давамлиқ қоллайдиғанлиқини тәкрарлиғанлиқи әскәртилди.

телефон сөһбитидә, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң күчлүк болушиниң наһайити муһимлиқиниң тәкитләнгәнлики, байдинниң шиветсийәниң қисқа вақит ичидә натоға әза болушини үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойғанлиқи қәйт қилинип мундақ дейилди:

«пирезидент байдин түркийә билән гиретсийәниң йеқинқи мәзгилдә ташлаватқан иҗабий қәдәмлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر