қаратағ ислам бирлики ғәззәлик балиларға 120 миң йавро йардәм қилди

қаратағ ислам бирлики ғәззәлик балилар үчүн 120 миң йавроға йеқин мәбләғ топлиди.

2076560
қаратағ ислам бирлики ғәззәлик балиларға 120 миң йавро йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қаратағдики ислам бирликиниң рәиси рифәт феҗзич, пәләстинниң қаратағ баш әлчиси раби әлхантули билән көрүшти, һәмдә ислам бирликиниң йардими үчүн униңға рәһмәт ейтип мундақ деди:

«қаратағдики ислам бирлики ғәззәлик балилар үчүн тәхминән 120 миң йавро мәбләғ топлап, пәләстин қизилай җәмийитигә тапшуруп бәрди.»

рифәт феҗзич аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған  байанатидиму: «тинчлиқтин башқа таллаш йоқ» деди.

пәләстинниң қаратағ баш әлчиси раби әлхантули, қаратағдики ислам бирликиниң рәиси рифәт феҗзичқа миннәтдарлиқ хети сунди вә пәләстин хәлқиниң нәччә он йилдин буйан исраилийәниң ишғалийити вә таҗавузчилиқиға дуч келиватқанлиқини әскәртти.

у, ислам бирликиниң йардими вә қоллишидин интайин миннәтдар икәнликлирини билдүрүп мундақ деди:

«таки исраилийәгә дунйа миқйасида омумйүзлүк ембарго йүргүзүлгәнгә қәдәр, исраилийә пәләстин хәлқигә қарши давамлаштуруватқан уруш җинайәтлирини тохтатмайду йаки пәләстиндики ишғалийитигә хатимә бәрмәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر