америка: қизил деңиздики парахотларниң һуҗум нишани қилиниши  хәлқара қанунға хилап

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи һусийларниң йәмән деңиз саһиллиридики парахотларни һуҗум нишани қилишиниң хәлқара қанунға хилап икәнликини билдүрди.

2076094
америка: қизил деңиздики парахотларниң һуҗум нишани қилиниши  хәлқара қанунға хилап

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси пат райдер, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида бәргән байанатида,  қизил деңизниң йәмән саһиллирида норвегийә байриқи астидики бир нефит парахотиниң һуҗум нишани қилинғанлиқини, бу һәрикәтниң «муқимсизлиқ» амили икәнликини әскәртип мундақ деди:

«бу хәлқаралиқ бир мәсилә, шуңа бу мәсилигә хәлқаралиқ һәл қилиш чариси тепишқа тоғра келиду. дәрвәқә, һусийларниң йәмән деңиз саһиллиридики парахотларни һуҗум нишани қилиши хәлқара қанунға хилаптур.»

«биз қизил деңизниң вәзийитигә давамлиқ әстайидил муамилә қиливатимиз.»

йәмәндики иран қоллаватқан һусийлар түнүгүн агаһландурушқа җаваб қайтурмиған вә исраилийәгә қарап кетиватқан норвегийәниң бир нефит парахотини һуҗум нишани қилғанлиқирини уқтурғаниди.

әнгилийә деңиз ишлири идариси қизил деңизда һуҗум нишани қилинған бир парахот вә бу парахот хадимлириниң бихәтәр икәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر