блинкен: исраилийә пуқраларниң зийанкәшликкә учришиниң алдини елиши керәк

америка ташқи ишлар министири антони блинкен исраилийәниң һуҗумларда пуқраларниң зийанкәшликкә учримаслиқиға капаләтлик қилиш үчүн, мумкин болидиған барлиқ тәдбирләрни йолға қойуши керәкликини оттуриға қойди.

2075662
блинкен: исраилийә пуқраларниң зийанкәшликкә учришиниң алдини елиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи министир антони блинкенниң исраилийә уруш кабинети әзаси, сабиқ дөләт мудапиә министири бенний гантиз билән өткүзгән телефон сөһбити тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта көрситилишичә, сөһбәт җәрйанида, һамасниң қолидики әсирләрниң бихәтәр қайтип келишигә асанлиқ йаритиш, ғәззәгә әвәтилидиған йардәм миқдарини ашуруш вә тоқунушниң кеңийип кетишиниң алдини елиш йолидики тиришчанлиқлар музакирә қилинған.

министир антони блинкен ғәрбий қирғақтики җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн җиддий тәдбирләрни йолға қойуш керәкликини тәкитләп, исраилийәниң мумкинчилик даирисидики барлиқ тәдбирләрни қоллинип, пуқраларға зийан йәткүзүшниң алдини елиши керәкликини әскәрткән.

у йәнә, американиң пәләстин дөлитини ройапқа чиқириш йолида конкрет қәдәмләрни ташлашни қәтий давамлаштуруватқанлиқини сөзлиригә илавә қилған.

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадилири 7-өктәбир исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. исраилийә армийәсиму уруш айропиланлирини ишлитип ғәззәгә қарши «төмүр қилич һәрикити» башлиғанлиқини уқтурғаниди.

күнсери күчийиватқан тоқунуш вә бомбардиманлар җәрйанида, көпинчиси балилар болуп, 18 миңдин артуқ пәләстинлик һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر