ал сани доһада гутеррес, макки вә грахам қатарлиқлар билән көрүшти

қатар әмири тәмим бин һәмәд ал сани бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес, сенегал пирезиденти макки сал вә америка кеңәш палата әзаси линдсей грахам қатарлиқлар билән көрүшти.

2074935
ал сани доһада гутеррес, макки вә грахам қатарлиқлар билән көрүшти
senegal macky sall-doha forumu-katar seyh temim bin hamad al sani.jpg
lindsey graham-doha forumu-katar seyh temim bin hamad al sani.jpg
antonio guterres-doha forumu-katar seyh temim bin hamad al sani.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: қатар хәвәр агентлиқи —QNA ниң хәвиригә қариғанда, ал сани қатарда өткүзүлгән «доһа мунбири»гә қатнишиш үчүн дөлитигә кәлгән әмәлдарлар вә рәһбәрләр билән көрүшкән.

ал саниниң гутеррес билән өткүзгән учришишида, ғәззәдики өзгиришләрни нуқта қилған һалда пәләстин земини вә оттура шәрқ вәзийитини музакирә қилған.

гутеррес қатар һөкүмитиниң һамас билән исраилийәниң әсир алмаштурушини қолға кәлтүрүш йолида намайан қилған тиришчанлиқиға рәһмәт ейтқан.

әмир ал сани сенегал пирезиденти сал вә америка кеңәш палата әзаси грахам биләнму көрүшүп, икки тәрәплик мунасивәтләрни музакирә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر