җәнубий корейәдә американиң бир ф-16 типлиқ күрәшчи айропилани чүшүп кәтти

җәнубий корейә деңиз тәвәликидә америка қошма иштатлириниң F-16 типлиқ бир күрәшчи айропилани чүшүп кәтти.

2075014
җәнубий корейәдә американиң бир ф-16 типлиқ күрәшчи айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка һава армийәси җәнубий корейәниң ғәрбидики сериқ деңизға чүшүп кәткән уруш айропилани һәққидә байанат елан қилип, америка - корейә ортақ һава армийә базисидин қозғилип, даимлиқ мәшиқлирини давамлаштуруватқан F-16 типлиқ күрәшчи айропиланниң учқучисиниң, учуш әснасида сәвәбини ениқ байан қилмастинла «җиддий әһвал» мәлум қилип, айропиландин сәкривалғанлиқини уқтурди.

җәнубий корейә деңиз армийәси тәрипидин қутқузувелинған учқучиниң әқли – һошиниң җайида, саламәтлик әһвалиниң нормал икәнликигә ишарәт қилинған байанатта, учқучиниң җәнубий корейәниң ғәрбий җәнубидики порт шәһири гүнсанға йеқин кунсан һава армийә базисиға елип берилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر