хәлқара җәмийәт америкаға қаттиқ наразилиқ билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә ғәззәдә «инсанпәрвәрлик нуқтисидин дәрһал уруш тохтитиш» тәләп қилинған қарар лайиһәси америка қошма иштатлири тәрипидин вето қилинди.

2074537
хәлқара җәмийәт америкаға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 15 әзасидин 13 и қоллап аваз бәргән қарар лайиһәсиниң америка қошма иштатлири тәрипидин вето қилинишиға хәлқара җәмийәт қаттиқ наразилиқ билдүрди.

шивейтсарийә билән словенийә қарар лайиһәсиниң вето қилинишидин қаттиқ әпсуслинидиғанлиқлирини билдүрди.

малтаниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вакаләтханисиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған  байанатида, мундақ дейилди:

«ғәззәниң вәзийитини һечким йахши дейәлмәйду, дәрвәқә, ғәззәдә балайиапәт йүз бәрмәктә. шуңа, дәрһал уруш тохтитишқа капаләтлик қилиниши керәк.»

хәлқаралиқ аммиви тәшкилатлар «балиларни қутқузувелиңлар» темисида елан қилған  байанатида, әнглийәниң қарар лайиһәсини қоллимай, аваз бериш һоқуқидин ваз кечишини тәнқид қилди.

аммиви тәшкилатларниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди:

 «қарар лайиһәсини қоллимай аз бериш һоқуқидин ваз кәчкәнлики үчүн, әнглийәму  ғәззәдики балиларни қирғин қилғучиларниң шерикидур.»

«әнглийә баш вәзири риши сунак вә һөкүмити йәнә бир қетим ғәззәдики балилардин йүз өриди.»

пәләстинниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили рийад мәнсур, қарар лайиһәсиниң рәт қилиниши һәққидә қилған сөзидә, мундақ деди:

«бу, хәвпсизлик кеңиши үчүн қорқунчлуқ бир күн, буни рәт қилимиз, биз бу зулумни тохтитиш үчүн барлиқ қанунлуқ васитиләрни қоллинишни давамлаштуримиз.»

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни әтигәндә, исраилийәниң «пәләстинликләрни вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс җайлирини давамлиқ дәпсәндә қилиш қилмишлириға җаваб қайтуруш» мәқситидә, исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди.

игилинишичә, исраилийәниң ғәззә районда давамлаштуруватқан һуҗумлирида кәм дегәндә дегәндә 7 миң 112 бала вә 4 миң 885 айални өз ичигә алған 17 миң 487 пәләстинлик қаза қилған, миңларчә кишиниң җәсәтлири харабилик астида қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر