америка суданға йеңи ембарго йүргүзүшни қарар қилди

америка «суданниң тинчлиқи, бихәтәрлики вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилди» дегән сәвәб билән суданниң сабиқ йуқири дәриҗилик әмәлдарлириға ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

2072622
америка суданға йеңи ембарго йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка малийә министирлиқиниң байанатида, чәт әл мүлкини контрол қилиш ишханисиниң суданниң сабиқ дөләт ишлири министири таһа осман әһмәд әлһусәйин, һөкүмәтниң сабиқ йуқири дәриҗилик әмәлдари салиһ абдулла муһәммәд салиһ вә сабиқ баш әлчи муһәммәд әтта әлмавла һәққидә ембарго йүргүзүш қарари алғанлиқи билдүрүлди.  

байанатта, суданниң тинчлиқи, бихәтәрлики вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилғанлиқи сәвәби билән мәзкур кишиләргә ембарго йүргүзүлидиғанлиқи уқтурулди.

бу җазаниң хәлқара җәмийәтниң судандики тоқунушни түгитиш тәшәббусини қоллайдиғанлиқи һәмдә ембарголарниң өз нөвитидә йәнә, американиң суданни пуқрави һөкүмәт вә демократийәгә өткүзүш ирадисини намайан қилидиғанлиқи билдүрүлди.

малийә министирлиқиниң террорлуқ вә пул-муамилә истихбарат ишлири мәслиһәтчиси брайин нелсон бу һәқтә тохтилип: «америка тоқунушни чоңқурлаштуруш арқилиқ судан хәлқини сүйиистемал қилмақчи болғанларға қарап турмайду» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر