хитайниң бир йолучилар айропилани көктә учуватқан пәйттә мотори бузулди

хитай шәрқий авийатсийә ширкитиниң «A330-300» типлиқ йолучи айропилани моторидин кашила чиққанлиқи сәвәбидин шйаменға җиддий қонди.

2072142
хитайниң бир йолучилар айропилани көктә учуватқан пәйттә мотори бузулди

түркийә авази радийоси хәвири: «The Aviation Herald» дәп атилидиған авийатсийә хәвәрлири торида, хитайниң бир йолучилар айропилани тоғрисида байанат елан қилинди.

байанатта, шаңхәйдин учқан айропиланниң көккә көтүрүлүп тәхминән бир саәттин кейин моторидин кашила чиққанлиқи билдүрүлди.

байанатта, айропиланниң 34 миң 100 инглиз чиси егизликтә хоңкоңға қарап учуш җәрйанида моторидин кашила чиққанлиқи вә айропилан чидә қаттиқ тәвриниш пәйда қилғанлиқи, нәтиҗидә айропиланниң шйаменға бихәтәр қонғанлиқи билдүрүлди.

йолучилар билән айропилан хадимлириниң айропиландин бихәтәр һалда тарқақлаштурулғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر