блинкен әлийев вә пашинйан билән телефонлишип, тинчлиқ сөһбәтлири тоғрисида сөзләшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антоний блинкен әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефонлашти.

2069896
блинкен әлийев вә пашинйан билән телефонлишип, тинчлиқ сөһбәтлири тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, антоний блинкенниң әлийев вә пашинйан билән икки дөләтниң тинчлиқ сөһбәтлири тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, пирезидент илһам әлийевниң «имканийәтлик сиҗил тинчлиқ келишими» түзүшкә тәййарлиқи тоғрисидики вәдисини қарши алған антоний блинкен, икки дөләт оттурисидики тоқунушниң һәр икки тәрәптә азаб-оқубәтләрни пәйда қилғанлиқини билдүргән.

блинкен икки дөләт тинчлиқ сөһбәтлирини нәтиҗигә игә қилишниң муһимлиқини тәкитлигән.

министир антоний блинкен әрменийә баш министири пашинйан билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанидиму тинчлиқ сөһбитиниң әһмийитини оттуриға қойған.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи 21-нойабир байанат елан қилип, әрменийәни тинчлиқ келишими түзүш үчүн, биваситә икки тәрәплик сөһбәт башлашқа чақирғаниди.

министирлиқниң байанатида, әрменийәниң әзәрбәйҗанниң тинчлиқ келишими лайиһәсигә мунасивәтлик тәклиплиригә җаваб қайтуруши үчүн тәхминән 2.5 ай вақит кәткәнлики қәйт қилинғаниди.

әрменийә вә әзәрбәйҗан чегра бәлгиләш комитети әзалири 30-нойабир икки дөләт чегра районида сөһбәт өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر