шималий корейә җәнубий корейә билән түзүлгән «җиддийчиликни азайтиш» келишимини бикар қилди

шималий корейә 2018-йили 19-сентәбирдә җәнубий корейә билән имзаланған һәрбий җиддийчиликни азайтиш келишимини бикар қилғанлиқини елан қилди.

2067918
шималий корейә җәнубий корейә билән түзүлгән «җиддийчиликни азайтиш» келишимини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизи хәвәр агентлиқи —KCNA, шималий корейә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанат елан қилип, җәнубий корейә билән имзаланған һәрбий җиддийчиликни азайтиш келишиминиң бикар қилинғанлиқини уқтурғанлиқини, байанатта, «җәнуб»ниң б д т хәвпсизлик кеңиши йиғинида келишимниң нурғун маддилирини «әмәлдин қалдурғанлиқи»ниң оттуриға қойулғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, келишимниң «керәксиз қәғәз парчисидин пәрқсиз» һаләткә чүшүп қалғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта, келишимниң роһиға асасән хатимә берилгән барлиқ һәрбий тәдбирләрниң қайтидин йолға қойулидиғанлиқи оттуриға қойулған.

байанатта йәнә, шималий корейә армийәсиниң буниңдин кейин мәзкур келишимгә әмәл қилмайдиғанлиқи әскәртилип, икки дөләт оттурисидики һәрбий чегра линийәсигә техиму күчлүк қораллиқ күчләр вә йеңи һәрбий үскүниләрниң орунлаштурулидиғанлиқи қәйт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر