русийә: келишимниң толуқ иҗра қилинишини үмид қилимиз

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси марийа захарова, исраилийә билән һамасниң тоқунушларни вақитлиқ тохтитип туруш келишиминиң йолға қойулушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

2067875
русийә: келишимниң толуқ иҗра қилинишини үмид қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: марийа захарова пайтәхт москвада өткүзүлгән һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, исраилийә билән һамас оттурисида һасил қилинған тоқунушларни инсанпәрвәрлик нуқтисидин вақитлиқ тохтитип туруш тоғрисида һасил қилинған келишим үстидә тохтилип: «биз бу келишимни қарши алимиз. бу қәдәм ғәззәликләр еһтийаҗлиқ болуватқан йемәклик, йеқилғу вә дора билән тәминләш миқдарини ашуриду» деди.

келишимниң қатар билән мисирниң һамас һөкүмити билән өткүзгән сөһбәтлири нәтиҗисидә ройапқа чиққанлиқини тилға алған захарова, сөзини давамлаштуруп: «биз бу келишимниң һәрқайси тәрәпләр тәрипидин қаттиқ иҗра қилинишини, инсанпәрвәрлик мәсилилирини тездин һәл қилишқа мунасивәтлик алақиниң қойуқлишишиға төһпә қошушини вә җиддийликни пәсәйтиштики муһим бир қәдәм болушини үмид қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر