голландийәдики сайламда түрк қизиниң рәһбәрликидики партийә үчинчи болди

голландийәдә өткүзүлгән сайламларда, җәзмләшмигән нәтиҗиләргә асасланғанда, герт вилдерс рәһбәрликидики радикал оңчи әркинлик партийәси (PVV) чоң пәрқ билән биринчи орунға өтти.

2067889
голландийәдики сайламда түрк қизиниң рәһбәрликидики партийә үчинчи болди
hollanda secim.jpg
hollanda secim.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәдә түнүгүн (22-нойабир) кәчтә әнқәрә вақти 23.00 тә ахирлашқан аваз ташлашта, дәсләпки нәтиҗиләргә асасланғанда, радикал оңчи әркинлик партийәси 150 кишилик парламентта 35 орунни қолға кәлтүрүп биринчи рәттә турған. йавропа иттипақи комитетиниң муавин башлиқи франс тиммермәнс рәһбәрликидә сайламға иттипақ билән қатнашқан шичи партийәси (PvdA) вә йешил сол (Groen Links) партийәси 25 орунни қолға кәлтүрүп иккинчи рәттә турған.

илгирики сайламға селиштурулғанда, парламентта 10 орунни қолдин чиқирип қойған дилан йешилгөз-зегерийус рәһбәрликидики әркинлик вә демократийә үчүн хәлқ партийәси (VVD) 24 орунни қолға кәлтүрүп үчинчи рәттә турған.

әзалириниң көпинчиси түрк вә башқа мусулманлар болған дәнк партийәсиниң парламент әзалири сани үч болди. илгирики сайламларға селиштурулғанда һечқандақ өзгириш болмиди.

голландийә қануни бойичә, бир партийәниң өз алдиға һөкүмәт тәшкиллийәлиши үчүн парламентта 76 орунға игә болуши керәк. әксичә болғанда, бирләшмә һөкүмәт қурулиду.

радикал оңчи әркинлик партийәсиниң башлиқи герт вилдерс: «дөләтни биз башқуримиз. сайлам ахирлашти, хәлқ қарарини бәрди. әмди бир-биримизниң охшашлиқлири үстидә издинишимиз вә бирликтә тиришишимиз керәк. партийәмиз һечқандақ партийә нәзәрдин сақит қилалмайдиған 35 орунға игә болди. биз көп зериктуқ. голландийәниң қайтидин дунйада биринчи орунға өтүшини халаймиз, буни капаләткә игә қилимиз» деди.

у нос (NOS) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, илгирики ирқий айримичилиққа игә гәп-сөзлирини бир аз йумшитишқа тиришқан һалда, етник йилтизи вә диний етиқади немә болушидин қәтийнәзәр, һәммә кишиниң баш министир болушни халайдиғанлиқини, башқа партийәләр билән болған учришишида келишим һасил қилишни үмид қилидиғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«мән үмидвар. һәр қайси партийәлрниң асасий қанунға хилаплиқ қилған һөкүмәтни халимайдиғанлиқини билимән. җамәләр, қуран вә ислам мәктәплири тоғрисида гәп қилмаймиз. голландийәликләрниң үмиди болған, <әһмийәт беридиғанлирини өзлиригә қайтуруп бериш> үстидә сөзлишимиз .»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر