исраилийә билән һамас әсир алмаштуруш вә вақитлиқ уруш тохтитиш тоғрисида келишти

исраилийә һөкүмити ғәззәдики һамас һәрикити билән әсир алмаштуруш вә төт күнлүк уруш тохтитиш тоғрисида келишкәнликини елан қилди.

2067291
исраилийә билән һамас әсир алмаштуруш вә вақитлиқ уруш тохтитиш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә баш министирлиқ мәһкимиси ахбарат ишлири ишханиси йазма байанат елан қилип, исраилийә ички кабенитиниң баш министир бенйамин нетанйаһу рәһбәрликидә йиғин чақирип, әсир алмаштуруш мәсилисини музакирә қилип қобул қилғанлиқини уқтурди.

байанатта: «қарар айаллар вә балиларни өз ичигә алған кәм дегәндә 50 әсирниң төт күн ичидә қойуп берилиши вә бу мәзгилдә урушни тохтитишни мәзмун қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә «һәр 10 әсирқойуп берилсә, урушниң қошумчә бир күн тохтитилидиғанлиқи» оттуриға қойулди.

исраилийәниң билдүрүшичә, һамасниң қораллиқ қанити қәссам биригадисиниң қолида 239 исраилийәлик әсир бар икән.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасму йазма байанат елан қилип, қатар вә мисир мурәссә қилған узун сөһбәтләр нәтиҗисидә, исраилийә билән вақитлиқ уруш тохтитиш келишими һасил қилинғанлиқи уқтурди.

байанатта, келишимгә асасән, «50 исраилийәлик әсирниң орниға исраилийә түрмилиридики 150 пәләстинликниң қойуп берилидиғанлиқи,  һәр икки тәрәп қойуп беридиған әсирләрниң 19 йаштин төвән айаллар вә балилардин тәркиб тапидиғанлиқи әскәртилди.

келишимгә асасән, уруш тохтитишниң төт күн давам қилидиғанлиқи, инсанпәрвәрлик йардәм материйаллири вә йеқилғу қачиланған йүзләрчә йүк машинисиниң ғәззәгә киридиғанлиқи, мәйли шимал йаки җәнуб болсун, ғәззәниң пүткүл районлириға йеқилғу вә йардәм материйаллириниң йәткүзүп берилидиғанлиқи қәйт қилинди.

буниңдин башқа, уруш тохтитиш мәзгилидә, ғәззә райониниң җәнубидики һава қатнишиниң күн бойичә؛ шималда болса, һәр күни шу йәр вақти саәт 10.00 дин 16.00 гичә (йәрлик) тохтитилидиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, исраилийә армийәсиниң ғәззә тәвәликидә һечкимни тутқун қилмаслиқ вә һекимгә һуҗум қилмаслиқ пиринсипиға әмәл қилидиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, хәлқниң салаһуддин йоли арқилиқ шималдин җәнубқа қарап һәрикәт қилиш әркинликиниң капаләткә игә қилинидиғанлиқи әскәртилди.

қатар һөкүмити, «исраилийә билән һамас оттурисидики тоқунушни вақитлиқ тохтитиш» келишиминиң қачан күчкә игә болидиғанлиқиниң 24 саәт ичидә елан қилинидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر