нәнси файсер: «германийәдә мусулманларға дүшмәнлик қилиш мәсилиси бар»

германийә ички ишлар министири нәнси файсер германийәдә мусулманларға дүшмәнлик қилиш мәсилисиниң барлиқини ейтти.

2067355
нәнси файсер: «германийәдә мусулманларға дүшмәнлик қилиш мәсилиси бар»

түркийә авази радийоси хәвири: нәнси файсер германийә ислам конферансида қилған сөзидә, «мусулманларға дүшмәнлик қилиш мустәқил мутәхәссисләр гурупписи» тәрипидин ийунда елан қилинған доклатта, германийәдики һәр икки кишидин бириниң «мусулманларға дүшмәнлик қилиш» характерлик байанларни қоллиғанлиқиниң ашкариланғанлиқини билдүрди.

нәнси файсер: «германийәдә мусулманларға дүшмәнлик қилиш мәсилиси бар» деди һәмдә мусулманларға қаритилған һуҗумларға алақидар доклаттики рәсмий санлиқ мәлуматлардинму көп дүшмәнлик вәқәлири бар, дәп тәхмин қиливатқанлиқлирини ейтти.  

министир файсер мусулманларға дүшмәнлик қилишниң сәлбий тәсиригә учриғанларни техиму бәк қоғдаш вә қоллаш имканийәтлирини ашуридиғанлиқлирини билдүрүп: «германийәдики нурғун мусулманларниң күндилик турмушта мусулманларға қарши һуҗумларниң қурбаниға айлиниш тәһдитигә учраватқанлиқи бир һәқиқәт. биз буни қобул қилалмаймиз» деди.

ички ишлар министири нәнси файсер һәр бир кишиниң германийәдә бихәтәр йашаш һоқуқи барлиқини тәкитләп: «мусулманларға өчмәнлик, оң қанат ашқунлуқ, йәһудийларға дүшмәнлик, ирқий айримичилиқ вә башқа шәкилдики натоғра истилларға қәтий йол қоймаслиқ керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر