ғәззәниң шималидики тоқунушта йәнә икки исраилийә әскири уҗуқтурулди

исраилийә армийәси муһасирә астидики ғәззә районида давамлишиватқан тоқунушта өлтүрүлгән әскәрләр саниниң 68 гә өрлигәнликини хәвәр қилди.

2066733
ғәззәниң шималидики тоқунушта йәнә икки исраилийә әскири уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, ғәззәниң шималидики тоқунушта йәнә икки исраилийә әскириниң өлтүрүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта, ғәззәниң шималидики тоқунушта йәнә, бәш исраилийә әскириниң еғир йариланғанлиқи уқтурулди.

исраилийә армийәсиниң байанатиға асасланғанда, 27 - өктәбирдин буйан ғәззәдә йүз бәргән тоқунушларда өлтүрүлгән исраилийә әскәрлириниң сани 68 гә өзлигән.

һамасниң қораллиқ қанити изәддин қассам биригадилири 7 - өктәбир (2023) әтигәндә исраилийәниң пәләстинликләргә вә мәсҗиди әқса қатарлиқ муқәддәс қиммәт қарашлириға үзлүксиз дәхли-тәруз қилишлириға җавабән «әқса топани»  намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиған болуп, исраилийә қисимлириму  ғәззә районини һавадин еғир бомбардиман қилишни башлиған иди.

исраилийә 7 – өктәбирдә йүз бәргән һуҗумда 310 дин артуқ әскәрни қошқанда, 1200 исраилийәликниң қаза қилғанлиқини вә 5132 кишиниң йариланғанлиқини елан қилған иди.

исраилийәниң билдүришичә, қассам биригадилириниң қолида 239 исраилийәлик әсир бар икән.

ғәззәдики һөкүмәтниң билдүрүшичә, 7-өктәбирдин буйан исраилийә һуҗумлирида ғәззә районида кәм дегәндә 5000 кичк бала вә 3300 айални қошқанда, җәмий 12 миң 300 пуқра өлтүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر