сергей лавров иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән көрүшти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән телефонда көрүшти.

2066348
сергей лавров иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, ташқи ишлар министири лавров билән иран ташқи ишлар министири абдуллаһйанниң ғәззә райониниң вәзийити музакирә қилинған вә нөвәттики вәзийәткә болған әндишәләр оттуриға қойулған сөһбитидә, рәһбәрләр дәрһал уруш тохтитиш вә пуқраларға инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш керәкликини тәкитлигән.

һамасниң қораллиқ қанити изәддин қассам биригадилири 7-өктәбир әтигәндә исраилийәниң пәләстинликләргә вә мәсҗиди әқса қатарлиқ муқәддәс қиммәт қарашлириға үзлүксиз дәхли-тәруз қилишлириға җавабән «әқса топани»  намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиған болуп, исраилийә қисимлириму ғәззә районини һавадин еғир бомбардиман қилишни башлиған иди.

исраилийәдә 7 – өктәбирдә йүз бәргән һуҗумда 310 дин артуқ әскәрни қошқанда, 1200 исраилийәликниң қаза қилғанлиқи вә 5132 кишиниң йариланғанлиқи елан қилинған иди.

исраилийә армийәсиниң билдүришичә, 7-өктәбирдин буйан 383 әскәр өлгән болуп, уларниң 62 нәпири ғәззә ичидики тоқунушта, алтиси ливан чеграсидики тоқунушта өлтүрүлгән.

исраилийәниң билдүришичә , қассам биригадилириниң қолида 239 исраилийәлик әсир бар икән.

ғәззәдики һөкүмәтниң билдүрүшичә, 7-өктәбирдин буйан исраилийә һуҗумлирида ғәззә районида кәм дегәндә 5 миң кичк бала вә 3 миң 300 айални қошқанда, җамий 12 миң 300 пуқра өлтүрүлгән.

ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддустиму 7 – өктәбирдин буйан исраилийә қисимлири вә қораллиқ йәһудий көчмәнләрниң һуҗумида 214 пәләстинлик өлтүрүлгән.

исраилийә қисимлири ғәззәдә онмиңлиған йаридар вә пуқралар панаһлиниватқан онларчә дохтурханини мәҗбурий бошитиш үчүн, дохтурхана һойлисини йаки асаслиқ биналирини бомбардиман қилған. ишғал қилиш җәрйанида бәзи дохтурханиларға бесип киргән болуп, бу  һуҗумда йүзлигән киши өлтүрүлгән вә йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر