доминика җумһурийитидики кәлкүндә 21 киши қаза қилди

кариб деңизи дөлити доминика җумһурийитидә шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә 21 киши қаза қилди.

2066225
доминика җумһурийитидики кәлкүндә 21 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: доминика җиддий қутқузуш мәркизиниң байанатида, дөләт ичидә 17-нойабирдин буйан давамлишиватқан шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә 21 кишиниң қаза қилғанлиқи, булардин төт нәпириниң америка пуқраси вә икки нәпириниң һайти пуқраси икәнлики  билдүрүлди.

пирезидент луис абинадер апәт сәвәбидин қаза қилғанлар үчүн дөләт миқйасида үч күнлүк матәм елан қилинидиғанлиқини уқтурди.

доминика җумһурийитиниң 14 вилайитидә қизил рәңлик агаһландуруш елан қилинди.

издәш вә қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

қаза қилғанлар саниниң көпийишидин әндишә қилиниватқан болуп, бу қетимқи апәттә 1583 өй еғир тәсиргә учриди. 7 миң 915 киши бихәтәр районларға көчүшкә мәҗбур болди. апәт сәвәбидин нурғун районларда електр үзүлүп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر