исираилийә һамасниң әсир алмаштуруш тәклипини рәт қилди

исраилийә кәң даирилик әсир алмаштурушни тәләп қилип, һамасниң үч күнлүк уруш тохтитиш вә түрмидики пәләстинликләрни қойуп бериш тәлипини рәт қилди.

2065111
исираилийә һамасниң әсир алмаштуруш тәклипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә кан (KAN) телевизийәсиниң хәвиридә билдүрүлишичә, һамас әсир алмаштурушни тәклип қилған болуп, буниңда 50 исираилийәликни қойуп беришниң бәдилигә ғәззәдә тоқунушларни үч күн тохтитиш вә исираилийә түрмилиридики пәләстинлик айал-балиларни қойуп бериш тәләп қилинған.

исираилийә «12 қанал» телевизийәси нам-шәрипини ашкарилашни халимиған бир әмәлдарниң һамас билән учришиватқан вастичиларниң, «исираилийәниң техиму кәң даиридә әсир алмаштурушни тәләп қилғанлиқи» ни билдүрди.

һамас һәрбий қанити иззәддин қассам биригадилири байанатчиси әбу убәйдә телеграм адресида авазлиқ байанат елан қилип, қатарлиқ вастичиларниң өткән һәптә бойичә ғәззәдики исираилийәлик әсирләрниң бәдилигә, 200 пәләстинлик бала вә 25 айални қойуп бәргүзүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнликини қәйт қилди.

у исираилийәниң ғәззәдики 100 айал вә балиниң қойуп берилишини тәләп қилғанлиқини билдүрүп, қассам биригадилириниң бәш күнлүк уруш тохтитишни, 50 айал вә балини қойуп беришни, һәтта бу санниң 70 кә чиқиш мумкинликини вастичиларға йәткүзгәнликини әскәртти.

әсир алмаштуруш үчүн түзүлидиған келишимниң, уруш тохтитишни вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүшини өз ичигә елишини тәләп қилғанлиқриниму билдүргән әбу әбәйдә, исираилийәниң буни «кечиктүргәнлики вә өзини қачурғанлиқи» ни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر