исираилийә һәр күни төт саәт уруш тохтитишни қобул қилди

америка исираилийәниң ғәззәниң шималида пуқраларниң тарқақлишиши үчүн күндә төт саәт уруш тохтитишни қобул қилғанлиқини билдүрди.

2062821
исираилийә һәр күни төт саәт уруш тохтитишни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңиши истратегийәлик учур-алақә кординатори җон кирби байанат елан қилип. ғәззәниң шималидики пуқраларниң райондин тарқақлишиши үчүн, исираилийәниң һәр қетимлиқ төт саәтлик уруш тохтитиштин үч саәт илгири уқтуруш қилидиғанлиқини билдүрди.

у уруш тохтитишниң инсанпәрвәрлик йардәмләрниң районға йәткүзүлүшигә вә пәләстинликләрниң «зийанға учримастин райондин тарқақлишиши» ға имканийәт йаритип беридиғанлиқини әскәртип: «уруш тохтитишлар, болупму пуқраларниң тоқунуш районлиридин йирақлишип техиму бихәтәр районларға беривелишиға имканийәт йаритип бериши нуқтисидин ташланған тоғра қәдәм» деди.

исираилийә һөкүмити американиң «тоқунушларни инсанпәрвәрлик нуқтисидин вақитлиқ тохтитиш» тоғрисидики байанатидин кейин, пуқраларниң ғәззәниң шималидин тарқақлишиши үчүн ечилған каридорниң хизмитигә капаләтлик қилидиғанлиқини, әмма һуҗумларниң давамлишидиғанлиқини билдүрди.

исираилийә баш министирлиқ мәһкимиси ахбарат ишханисиниң бу һәқтилки йазма байанатида, «әсирлиримиз қойуп берилмәй туруп, уруш тохтимайду» дейилди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин байанатчиси ведант пател: «кишиләрниң ғәззәниң шималидики тоқунуш районлиридин тарқилишишиға имканийәт йаритип беридиған икки инсанпәрвәрлик каридори тәсис қилиниду. йеқинқи бир қанчә күндин буйан һәр күни 5-4 саәт очуқ болидиған тунҗи каридор, һазирдин башлапла бир қанчә миң кишиниң бихәтәр районға беривелишини капаләткә игә қилди» деди.

у ғәззә деңиз қирғиқини бойлап ечилидиған иккинчи каридорниңму миңларчә кишиниң җәнубтики бихәтәр районға беривелишини капаләткә игә қилидиғанлиқини әскәртти.

һамасниң қораллиқ қанити қассам биригадалири 7-өктәбир (2023) әтигәндә кәң көләмлик һуҗум қозғиған иди. исраилийә қисимлириму ғәззә райониға һавадин һуҗум қилип, бомбардиман қилишни башлиған иди.

күнсери кәскинлишиватқан туқунушларда, һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر