австиралийә баш министири хитай билән «тосалғусиз» содини нишан қиилмақта

авистиралийә баш министири антони албениси (Antony Albenese) хитай баш министири ли чйаң билән өткүзгән учришишида, хитай билән «әркин вә тосалғусиз содини әслигә кәлтүрүш» ни чақирқ қилди.

2061784
австиралийә баш министири хитай билән «тосалғусиз» содини нишан қиилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йәттә йилдин буйан тунҗи қетим хитайни зийарәт болған австиралийә баш министири антони албениси сәйшәнбә (6-апрел) күни елан қилған байанатида, хитай билән болған мунасивәтләрни йахшилайдиған саһәләр қатарида, килимат өзгириши, йемәк-ичмәк бихәтәрлики вә чегра һалқиған җинайәтләр мәсилисини тилға алди.

антони албениси австиралийәниң муһим иттипақдиши болған америка билән хитай оттурисидики зиддийәтниң күнсери күчийиватқанлиқини тилға елип, геоистратегийәлик риқабәтниң «дийалог вә өзара чүшиниш арқилиқ» һәл қилиниши керәкликини билдүрди.

хитайниң һазирға қәдәр йолға қойған рәсмий таможна беҗи вә ғәйрий рәсмий сода тосалғулири австиралийә експортчилириға нисбәтән көмүр, үзүм һариқи, кала гөши, арпа вә қисқучпақа қатарлиқ мәһсулатлирида йилиға 20 милйард австралийә доллири (13 милйард доллар) зийан кәлтүргән иди.

хитай билән австиралийә йеқинқи бир нәччә ай ичидә өзлириниң сода мәсилилирини һәл қилиш үчүн тиришиватқанлиқи тоғрисида сигналларни бәргән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر