сомалида шиддәтлик йамғур йеғип 29 адәм қаза қилди

сомалида шиддәтлик йамғур су апити пәйда қилип, 29 адәм қаза қилди, 300 миңдин артуқ адәм өй - маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди.

2061980
сомалида шиддәтлик йамғур йеғип 29 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали апәт башқуруш оргини рәиси муһәммәд моаллин абдуллаһ, тәхминән 800 миң кишиниң дөлитидә йағқан шиддәтлик йамғурниң  тәсиригә учриғанлиқини билдүрди.

у җубаланд вә ғәрбий җәнубтики өлкиләр билән гедо, бай вә бакоол шәһәрлиридә йағқан шидәтлик йамғур вә у кәлтүрүп чиқарған кәлкүн сәвәбидин 300 миңдин артуқ кишиниң өй- маканлиридин айрилишқа мәҗбур болуп қалғанлиқини ейтти.

сомалидики кәлкүн апәтлиридә һайатидин айрилғанлар һәққидә тохталған абдуллаһ, өзлириниң һазирғичә 29 кишиниң җәситини тапқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر