авистиралийәдики пәләстинни қоллаш намайишида 4 киши қолға елинди

авистиралийәниң мелбурн шәһиридә өткүзүлгән пәләстинни қоллаш намайишида 4 киши қолға елинди.

2061521
авистиралийәдики пәләстинни қоллаш намайишида 4 киши қолға елинди

түркийә авази радйоси хәвири: әнәниви ат бәйгиси мелбурн лоңқиси талишиш мусабиқиси өткүзүливатқан мелбурн шәһәрлик  флемиңтон ат бәйгиси мусабиқә мәйдани алдида өткүзүлгән намайишқа тәхминән 100 киши қатнашти.

викторийә сақчилириниң байанатиға асасланғанда, намайиш сәвәбидин мусабиқә мәйданиға тутишидиған йолларда қатнашниң тохтап қалған, ат бәйгисини көргили барғанларниң майданға киришиигә намайишчилар тосқунлуқ қилған.

байанатта билдүрүлишичә, «пәләстингә азадлиқ» вә «дәрһал уруш тохтитилсун!» дәп шоарлар товланған  пәләстинни қоллаш намайишида, сақчиларниң йолйоруқиға қаримай тарқилишни рәт қилған 4 киши қолға елинған.

байанатта, қолға елинғанлар һәққидә «сақчиға қаршилиқ көрситиш җинайити» билән рәсмийәт башланғанлиқи вә бу төт кишиниң мелбурн ғәрбий сақчиханисиға йолланғанлиқи билдүрүлди.

исраилийә қисиммлириниң 7-өктәбирдин буйан ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирида 10 миңдин артуқ пуқра өлтүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر