йерапетритис: түркийә билән болған мәсилиләрни «үнүмлүк бир дийалог» арқилиқ һәл қилишни халаймиз

гиретсийә ташқи ишлар министири гиоргос йерапетритис түркийә билән болған мәсилиләрни «үнүмлүк бир дийалог» арқилиқ һәл қилишни халайдиғанлиқлирини ейтти.

2060637
йерапетритис: түркийә билән болған мәсилиләрни «үнүмлүк бир дийалог» арқилиқ һәл қилишни халаймиз

түркийә авази радйоси хәвири: гиретсийә ташқи ишлар министири гиоргос йерапетритис гиретсийәдә чиқидиған «To Vima» гезитигә бәргән байанатида, гиретсийәниң түркийә қатарлиқ барлиқ қошна дөләтләр билән йахши мунасивәтләрни сақлап қелишни халайдиғанлиқини билдүрди.  

гиретсийә ташқи ишлар министири йерапетритис: «биз түркийә билән үнүмлүк дийалог орнитишни халаймиз. өзара мәнпәәт йәткүзидиған келишимләргә йөнилидиған бир дийалогниң асаси бар. пуқраларни қоғдаш, көчмәнләр сийасити вә сайаһәт қатарлиқ мәсилиләр икки дөләт оттурисида иҗабий келишим һасил қилинидиған саһәләр һесаблиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر