исраилийә қизил деңизға уруш парахотлири орунлаштурди

исраилийә армийәси қизил деңизға уруш парахотлири орунлаштурғанлиқини җакарлиди.

2058882
исраилийә қизил деңизға уруш парахотлири орунлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди:

 «вәзийәтни көзитиш вә райондики мудапиә тәдбирлирини күчәйтиш пиланиға асасән, деңиз армийәмизгә тәвә башқурулидиған бомба парахотлири қизил деңиз райониға йетип барди.»

йәмәндики иран қоллаватқан һусийлар түнүгүн (31-өктәбир) исраилийәгә учқучисиз һава аппаратлири вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилғанлиқини уқтурғаниди.

исраилийә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, қизил деңиз районидин исраилийә земиниға қойуп берилгән бир башқурулидиған бомбиниң һавада мудапиә системиси тәрипидин пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлгәниди.

бу йәмәндики иран қоллаватқан 2014 – йили сентәбирдин буйан  пайтәхт санаа вә башқа бәзи районларни контрол қиливатқан һусийларниң, исраилийәгә қилинған бир һуҗумниң җавабкарлиқини тунҗи қетим үстигә елиши һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر