әрменийә русийәгә нота тапшурди

әрменийә бир телевизийә қанилиниң пирограммиси сәвәбидин русийәгә нота тапшурди.

2056537
әрменийә русийәгә нота тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, русийәниң «‹қанал 1› Pervıy Kanal»  телевизийә қанилида тарқитилған вә әрменийәниң йуқири дәриҗилик бийурократлириға қарита «һақарәт вә қобул қилғили болмайдиған байанлар» ни өз ичигә алған пирограмма сәвәбидин русийәгә нота тапшурулған.

10-айниң 23-күни русийәниң 1-қанилида «никол пашинйан: балайиапәт хәвәрчиси» нами астида сийасий мәзмундики пирограмма тарқитилған.

пирограммида, қарабағниң нөвәттики вәзийити даирисидә, әрменийә баш министири никол пашинйан вә униң рәпиқиси анна акопйан тәнқид қилинған.

буниңдин илгирики «‹TRT Russian›  телевизийә қанили» ниң хәвиридә әскәртилишичә, баку һөкүмити 9-айниң 19-күни асасий қанун тәртипини әслигә кәлтүрүш үчүн қарабағда терроризмға қарши күрәш һәрикити қозғиған. әзәрбәйҗан 9-айниң 20-күни һәрикәтниң тохтитилғанлиқини елан қилған.

 уруш тохтитиш келишими қарабағдики бөлгүнчи қораллиқ гуруппиларниң қорал тапшурғандин кейин тарқилип кетишини, әрменийә әскәрлириниңму райондин чиқип кетишини мәзмун қилатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر