америкада исраилийәгә наразилиқ билдүргән оқуғучиларни «қоғлап чиқириш» тәклипи сунулди

америкадики җумһурийәтчиләр партийәсиниң пирезидент намзати, җәнубий каролина кеңәш палата әзаси тим скот, университетларда исраилийәгә наразилиқ намайиши өткүзгән чәтәллик оқуғучиларни «чеградин қоғлап чиқириш» тәклипи сунди.

2056327
америкада исраилийәгә наразилиқ билдүргән оқуғучиларни «қоғлап чиқириш» тәклипи сунулди

түркийә авази радийоси хәвири: кеңәш палата әзаси скот америка университетлирида исраилийәгә қарши өткүзүлгән намайишлар һәққидә фокис хәвәрлири қанилиға байанат бәрди.

скот америка университетлирида исраилийәгә наразилиқ намайиши өткүзгән оқуғучиларниң чоқум бәдәл төлиши керәкликини вә бу кишиләрниң «чеградин қоғлап чиқирилиши» лазимлиқини оттуриға қойди.

скот йәнә америка пирезиденти җо байдинниң исраилийәни қоллаш үчүн 14 милйард 300 милйон доллар йардәмни өз ичигә алған 105 милйард долларлиқ қошумчә хамчот тәлипиниму тәнқид қилип,  исраилийә фондиниң башқа фондларға бағланмаслиқи керәкликини оттуриға қойди вә: «муһим нуқта исраилийә болиши керәк. исраилийә үчүн мустәқил йардәм пиланимиз болиши лазим» деди.

җумһурийәтчиләр партийәсиниң пирезидент намзати болған флорида иштатиниң валийси рон десантисму илгири пәләстинни қоллайдиған оқуғучилар гурупписи «пәләстингә адаләт оқуғучилири» намлиқ гуруппини мәктәп қорисидин чәкләш қарари чиқарған иди.

һамасниң һәрбий қанити қасим биригадиси 7-өктәбир исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә  буниңға қарши исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззә райониға қарши төмүр қилич һәрикитини башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинлишиватқан туқунушта һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر