америка билән русийә хәвпсизлик кеңишидә бир - бирлириниң қарар лайиһәлирини рәт қилди

америка қошма иштатлири билән русийә бир - бирлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишигә сунған исраилийә- пәләстин тоқунушиға мунасивәтлик қарар лайиһәлирини рәт қилди.

2056124
америка билән русийә хәвпсизлик кеңишидә бир - бирлириниң қарар лайиһәлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 15 әзаси бар болған б д т хәвпсизлик кеңишидә алди билән америка қошма иштатлириниң қарар лайиһәси үчүн беләт ташланди؛ лайиһәни 10 дөләт қоллиди, икки дөләт беләт ташлаштин ваз кәчти, үч дөләт рәт қилди. рәт қилип беләт ташлиған русийә билән хитай хәвпсизлик кеңиши даимий әзаси болғачқа, лайиһә рәт қилинған болди.

әрәб бирләшмә хәлипиликиму американиң қанун лайиһәсигә қарши беләт ташлиди.

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили линда томас гиринфилд беләт ташлаштин кейин байанат елан қилип: «америка русийә вә хитайниң (лайиһәни) рәт қилип беләт ташлиғанлиқидин қаттиқ үмидсизләнди» деди.

томас гиринфилид америка қарар лайиһәсиниң кәскин сөһбәт нәтиҗисидә оттуриға қойулған күчлүк вә тәңпуң лайиһә икәнликини оттуриға қойди.

хитайниң б д т дики даимий вәкили җаң җуң, лайиһәни «қалаймиқан вә симметирик болмиған күч ишлитиш» ни ахирлаштурушқа чақирмиғанлиқи үчүн рәт қилғанлиқлирини билдүрди.

у йәнә, бу қарар лайиһәсиниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисиға қилинған һуҗумни тәкшүрүш тәлипини өз ичигә алмайдиғанлиқини әскәртти.

американиң хәвпсизлик кеңишидә рәт қилинған қарар лайиһәсидә «һамасниң 7- өктәбир (2023) дики террорлуқ һуҗумлири қаттиқ әйибләнди» вә һәрқайси дөләтләрниң өзини қоғдаш һоқуқи барлиқи оттуриға қойулди.

рәт қилинған бу лайиһәдә, «инсанпәрвәрлик уруш тохтитиш» ниң зөрүрлүки вә ғәззәгә сиҗил йардәм беришниң муһимлиқи тәкитләнди.

америка лайиһәси, һәрқайси тәрәпләрни хәлқара қанундики мәҗбурийитини ада қилишқа чақириқ қилиш билән «ғәззәдики һамасни өз ичигә алған барлиқ террорлуқ тәшкилатлирини қорал билән тәминләш» ниң алдини елиш үчүн, тәдбир қоллиниш тәлипиниму өз ичигә алиду.

американиң лайиһәсигә беләт ташлинип болғандин кейин, русийәниң ғәззәдә инсаний уруш тохтитишни тәләп қилған қарар лайиһәси авазға қойулди؛ русийәниң лайиһәси төт дөләтниң қоллиши, тоққуз дөләтниң беләт ташлаштин чекиниши вә икки дөләтниң рәт қилишиға учриди.

нәтиҗидә, русийәниң даимий әзалардин америка қошма иштатлири билән әнглийәниң қарши турушиға учриған қарар лайиһәсиму рәт қилинди.

русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили вассилий небензийа беләт ташлаштин кейин байанат елан қилип, һәрқайси дөләтләрниң өзлириниң миллий мәнпәәтини көздә тутуп һәрикәт қилғанлиқини билдүрди вә лайиһәни рәт қилип беләт ташлиған дөләтләрни «қорқунчақлиқ қилиш» билән әйиблиди.

американиң  б д т да турушлуқ муавин даимий вәкили роберт вуд русийәниң қарар лайиһәси һәққидә тохтилип: өзиниң бу лайиһә үчүн «вақтини исрап қилмайдиғанлиқи» ни вә униң «әмәлий мәйдандики пакитни әкс әттүрмәйдиғанлиқи» ни оттуриға қойди.

әнглийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили барбара водвард: «әнглийә русийәниң қанун лайиһәсини қоллийалмайтти, чүнки у исраилийәниң өзини қоғдаш һоқуқини тилға елишни нәзәрдин сақит қилғаниди» деди.

русийәниң рәт қилинған қарар лайиһәсидә, ғәззәдики инсанпәрвәрлик вәзийитиниң күнсери начарлишиватқанлиқи оттуриға қойулуп, вәзийәтниң пүткүл районниң бихәтәрлики вә тинчлиқиға хәвп елип кәлгәнлики тәкитлингәниди.

«һәр қайси тәрәпләр һөрмәт қилидиған тез сүрәттә даимий инсанпәрвәрлик уруш тохтитиш»ни капаләткә игә қилишқа чақирилған лайиһәдә, буниң инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүшигә вә пуқраларни қоғдашқа төһпә қошидиғанлиқи оттуриға қойулғаниди.

қарар лайиһәси йәнә, «һамасниң дәһшәтлик һуҗумлири» ни әйибләш вә тутқунларни қойуп бериш чақириқиниму өз ичигә алатти.

ғәззәниң толуқ қамал қилинишини рәт қилған қарар лайиһәсидә, исраилийә армийәсиниң бу районларни тарқақлаштуруш буйруқини қайтурувелиши керәклики тәкитләнгәниди.

русийәниң рәт қилинған қанун лайиһәсидә йәнә, һәрқайси тәрәпләр хәлқара қанундики мәҗбурийитини ада қилишқа чақирилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر