сербийә пирезиденти: түркийә билән мунасивәтлиримизни давамлиқ тәрәққий қилдуримиз

сербийә пирезиденти александир вучич түркийә билән болған мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш вә сийасий дийалогни илгири сүрүш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини ейтти.

2056167
сербийә пирезиденти: түркийә билән мунасивәтлиримизни давамлиқ тәрәққий қилдуримиз
sirbistan vucic.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: вучич аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, сербийәниң пайтәхти белградта зийарәттә болған түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләр билән көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди:

«түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләрниң дөлитимизни зийарәт қилиши наһайити муһим. бу зийарәт, түркийә билән сербийәниң районниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдашта ойнаватқан муһим ролиға зор төһпиләрни қошиду.»

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«икки дөләт мунасивәтлири алий дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәсидә үзлүксиз давамлашмақта. белградниң приштинә билән дийалог мусаписини давамлаштуруш ирадиси қәтий. мән түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләргә, нөвәттә әң муһим мәсилиниң косовуниң шималидики сербларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш икәнликини әскәрттим. шундақла өзара келишимләрни техиму көп кечиктүрмәй иҗра қилишниң зөрүрлүкини тәкитлидим.»

түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләр сербийә зийарити даирисидә, сербийә дөләт мудапиә министири милос вучевич биләнму бир йәргә җәм болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر