америка хәвпсизлик кеңишиниң ғәззәгә йардәм бериш қарар лайиһәсини вето қилди

америка қошма иштатлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм бериш үчүн тоқунушларни тохтитишқа чақириқ қилинған қарар лайиһәсини вето қилди.

2052939
америка хәвпсизлик кеңишиниң ғәззәгә йардәм бериш қарар лайиһәсини вето қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә, исраилийә билән һамас оттурисидики тоқунушларни тохтитиш мәсилиси тоғрилиқ йиғин чақирди.

йиғинда, америка қошма иштатлири ғәззә райониға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүш беришкә капаләтлик қилиш үчүн исраилийә билән һамас оттурисидики тоқунушларни тохтитишқа чақириқ қилинған қарар лайиһәсини вето қилди.

биразилийә сунған қарар лайиһәсини хәвпсизлик кеңишиниң 12 әзаси қоллап аваз бәрди, русийә билән әнглийә  аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

қарар лайиһәсидә һамасниң һуҗумлириму әйибләнди.

қарар лайиһәсидә йәнә, пуқраларға қаритилған һәр хил зораванлиқ, дүшмәнлик, һәр хил террорлуқ һәрикәтлири әйибләнди, барлиқ тутқунларни дәрһал вә шәртсиз қойуп бериш тәләп қилинди.

русийәниң дүшәнбә күни (2023-йили 16-өктәбир) инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитишни чақириқ қилип сунған қарар лайиһәси вето қилинғаниди.

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда, һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر