германийә мудапиә министири: исраилийә биздин оқ - дора тәләп қилди

германийә дөләт мудапиә министири борис писториус исраилийәниң пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һуҗумлири сәвәбидин уруш парахотлири үчүн оқ - дора тәләп қилғанлиқини билдүрди.

2050126
германийә мудапиә министири: исраилийә биздин оқ - дора тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: писториус белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато йиғинидин илгири мухбирларға байанат берип, исраилийәниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн күрәш қиливатқанлиқини илгири сүрүп, «биз исраилийәликләр тәрәптә» деди.

исраилийәниң германийәдин уруш парахотлири үчүн оқ - дора тәләп қилғанлиқини тилға алған писториус, өзлириниң исраилийәни тәләп қилинған икки учқучисиз һава аппарати билән тәминләйдиғанлиқини вә сәһийә лазимәтликлири йардими бериш хизмитиниң давам қиливатқанлиқини әскәртти.

у йәнә өз дөлитиниң натониң кәлгүсидики йеңи йалтайтиш вә мудапиә истратегийәси үчүн 35 миң әскәрни «интайин йуқири тәййарлиқ» һалитидә турғузидиғанлиқини тәкитләп: «бу район характерлик мудапиә пиланини конкрет күчләр билән қоллаш мәсилиси. биз һәммә нәрсимизни һәқиқий мәнидә оттуриға қойуватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

иглинишичә, германийә натониң мудапиә истратегийәси үчүн 200 гә йеқин айропилан, қоғдиғучи вә корвит, шундақла 35 миң әскәр аҗритидикән.

бу әскәрләр 2025- йилидин башлап йавропадики нато қисимлири үчүн тәййар һалға кәлтүрүлидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر