һерзог: бундақ бир урушниң көзни йумуп ачқучә ахирлишиши мумкин әмәс

исраилийә пирезиденти исһақ һерзог өзлирини қийин күнләрниң күтүватқанлиқини, кәң көләмлик бир урушниң көзни йумуп ачқучә болған арилиқта ахирлишишиниң мумкин әмәсликини ейтти.

2048110
һерзог: бундақ бир урушниң көзни йумуп ачқучә ахирлишиши мумкин әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: һерзог ғәззәдин исраилийәгә қилинған һуҗумлар һәққидә хәлқкә хитаб қилди.

у исраилийәниң нөвәттә  мушәққәтлик күнләрни баштин кәчүрүватқанлиқини,  әслидә  буниң кәң көләмлик урушниң бир паечиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бундақ бир урушниң көзни йумуп ачқучә болған арилиқта ахирлишиши мумкин әмәс. дүшмәнлиримиз психологийәлик җәһәттин наһайити зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә. җүмлидин улар тор һуҗумлирини елип бармақта, йалған көрүнүшләрни тарқатмақта вә йалған доклатларни елан қилмақта. уларниң асаслиқ нишани бизгә нисбәтән қорқунч вә әндишә пәйда қилиштур».

«исраилийә дөлитиниң мувәппәқийәт қазиништин башқа амалиниң йоқлуқи қилчә муназирә тәләп қилмайдиған һәқиқәттур.»

һерзог исраилийә хәлқидин раһәт – парағәткә берилип кәтмәсликини тәләп қилип мундақ деди: «чүнки бизни мушәққәтлик күнләр күтмәктә. шуңа һәммәйлән дүшмәнгә қарши бир гәвдә һалитидә һәрикәт қилиши, гойа бир мушттәк инақ-иттипақлиқни көрситиши лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر