америкада 11 йашлиқ бир бала қорал билән икки балини йариландурди

америкада 11 йашлиқ бир бала өзиниң анисиниң қорали билән 13 йашлар әтрапидики икки балини етип йариландурди.

2047154
америкада 11 йашлиқ бир бала қорал билән икки балини йариландурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулирида қәйт қилинишичә, флорида иштатида «америка путболи» мәшиқидин кейин, балилар оттурисида җедәл чиққан. арқидин 11 йашлиқ бир бала анисиниң аптомобилидин алған қорал  билән 13 йашлар әтрапидики икки балиға оқ чиқарған.

вәқәдә ишлитилгән қоралниң гумандарниң анисиға тәвә қанунлуқ тизимға елинғанлиқи җәзмләштүрүлгән болсиму, әмма аниниң қоралини балиси асан тапалайдиған җайда сақлиғанлиқи үчүн әйиблиниши мумкинлики оттуриға қойулди.

флорида соти 11 йашлиқ гумандарии тутуп туруш вақтини үч һәптә узартишни қарар қилди.

җинайәт гумандариниң адвокати роберт мандел оқ чиқириш сәвәбиниң башқа балиларниң уни бозәк қилиш сәвәбидин икәнликини ейтти.

сақчи тармақлири гумандарниң һуҗумниң зийанкәшликигә учриған балилар тәрипидин қоғланғанлиқини вә улардин тайақ йегәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر