фирансийәниң «‹L'Observatoir› гезити» п к к/й п г һәққидә һәйран қаларлиқ анализ елан қилди

фирансийәниң «‹L'Observatoir› гезити» бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г һәққидә һәйран қаларлиқ анализ елан қилди.

2046162
фирансийәниң «‹L'Observatoir› гезити» п к к/й п г һәққидә һәйран қаларлиқ анализ елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: алдинқи һәптиниң ахирлири түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә йүз бәргән бомба һуҗуми түркийәниң терроризмға қарши күришини йәнә бир қетим дунйаниң күнтәртипкә киргүзди.

түркийәдики өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқан фирансийә таратқулириму бу һәқтә һәйран қаларлиқ анализларни елан қилди.

фирансийәниң «‹L'Observatoir› гезити», «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г нөвәттә түркийә терротерийәлиридә бурунқиға охшаш һәрикәт қилиш иқтидариға игә әмәс, шуңа п к к/й п г һазир пүтүн диққитини сүрийәниң шималиға мәркәзләштүрмәктә» сәрләвһилик анализ елан қилди.

анализда, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң түркийәдә интайин аҗиз һаләттә икәнлики, гәрчә қоллиғучилири болсиму, әмма район контроллуқиниң йоқлуқи, чүнки қорал - йарағ искилатлириниң  йәр билән йәксан қиливетилгәнлики вә тәшкилат әзалириниң көпинчисиниң уҗуқтурулғанлиқи, йаки қошна дөләтләргә қечип кәткәнлики тәкитләнди.

гезит анализида, түркийәниң терроризмға қарши күришигә орун аҗритилип мундақ дейилди: «түркийә  йеқинқи төт йилдин буйан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г гә қарши күрәштә һава тәвәликидики  от күчидин, болупму <Bayraktar TB2> намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратлиридин үнүмлүк пайдиланмақта.»

анализда, түркийә ахбарат органлириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ни из қоғлашта зор қәдәмләрни ташлватқанлиқи, буниң нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң диққитини шималиға мәркәзләштүрүватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر