испанийә өктәбирни қаттиқ иссиқ билән башлиди

испанийә өктәбир ейини 38 гирадуслуқ йуқири һава температураси билән күтүвалди.

2044970
испанийә өктәбирни қаттиқ иссиқ билән башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә метерологийә иниститути (AEMET) өктәбир ейиниң биринчи күнидә дөләт миқйасида һава температураси рекорт дәриҗигә чиққанлиқини елан қилди.

испанийә метерологийә иниститутиниң байанатида, әң йуқири һава температураси 2014-йили 22-өктәбир 37.5 гирадусқа чиққанлиқи, бу рекортниң испанийәниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан бадаҗоз шәһиридә түнүгүн (1-өктәбир) 38 гирадусқа йетип бузулғанлиқи қәйт қилинди.

пәсилниң нормал температурасидин 10-5 гирадус йуқири болған һава температуралири, ендулустики севилла кармона наһийәсидә 37.4 гирадус, җаен андуҗар наһийәсидә 37.2 гирасқа йәтти. дөләтниң нурғун җайлирида һава температураси 30 гирадустин ешип кәтти, җәмий 92 нуқтида өктәбир ейиниң биринчи күнидики һава температураси рекорт сәвийәгә йәтти.

испанийә метерологийә иниститути вә бәзи мутәхәссисләр, испанийәниң 1950-йилдин буйанқи әң иссиқ күз пәслини баштин кәчүридиғанлиқини тәхмин қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر