голландийәниң роттердам шәһиридә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

голландийәниң роттердам шәһиридә қораллиқ һуҗум йүз берип, үч киши җенидин айрилди.

2044176
голландийәниң роттердам шәһиридә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: роттердам сақчи идарисиниң екс (X) сәһиписидә байанат елан қилип, 32 йашлиқ бир гумандарниң һуҗумида бир айалниң җенидин айрилғанлиқини, еғир йариланған 14 йашлиқ қизиниң дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

роттердам сақчи идариси байанатида, иккинчи қораллиқ һуҗумниң әрасмус универстети дохтурханисида йүз бәргәнликини, бу йәрдә 43 йашлиқ бир кишиниң җенидин айрилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, оқ өтмәс җилиткә кийивалған гумандарниң қорали билән тутулғанлиқи қәйт қилинди.

һуҗумниң инчиклик билән тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر